алтун нетанйаһуниң әрдоған һәққидә ейтқан сөзлиригә наразилиқ билдүрди

җумһур рәислик мәһкимиси учур-алақә идариси башлиқи фаһрәттин алтун исираилийә баш министири нетанйаһуниң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған һәққидә ейтқан сөзлиригә наразилиқ билдүрди.

2081650
алтун нетанйаһуниң әрдоған һәққидә ейтқан сөзлиригә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур-алақә идариси башлиқи фаһрәттин алтун екс (X) адресида учур һәмбәһрләп, нетанйаһуниң ирқий қирғинчилиқ тоғрисида гәп қилидиған әң ахирқи киши икәнликини әскәртти.

у мундақ деди:

«нетанйаһу пуқраларға қарши өткүзгән уруш җинайәтлирини, дунйаға <өзини қоғдаш> дәп көрситип пәрдазлашқа уста боп кәтти. дунйа тохтатмисиму, әмма тарих уни уруш җинайәтчиси дәп сотқа тартиду.»

у түркийәниң террорлуққа қарши күриши тоғрсидиму әң ахирида гәп қилидиған кишиниң нетанйаһу икәнликини тәкитләп, мундақ деди:

«террорлуқ тәшкилати п к к вә қуйруқчилириға қарши 40 йилдин артуқ вақиттин бери күрәш қиливатимиз. худдий нетанйаһуға охшаш пуқраларни айал вә кичик бала дәп айрип олтурмастин қәтл қилған п к к ға қарши, күрт (корд) хәлқимиз өзи күрәш қилди. әхлақ тоғрисида гәп қилидиған әң ахирқи киши исираилийә баш министири нетанйаһудур. террорлуққа қарши һәрбий һәрикәтләрниң қандақ елип берилиши тоғрисида һечкимгә бир нәрсә өгитәлмәйду, чүнки бу саһәдә тәҗрибиси йоқ. йеқинқи 40 йилдин бери қилған иши, пәләстинликләрни йурт-маканлиридин қоғлаш болди. әмди болса, исираилийә армийәсидин пайдилинип пуқраларни өйлиридә, дохтурханиларда вә лагерларда өлтүрүп, бу вәзийәтни йеңи сәвийәгә чиқарди. нетанйаһу дунйаниң диққитини уруш җинайәтлиридин йирақлаштуруш үчүн җумһур рәисимиз әрдоғанға һуҗум қилиш арқилиқ һечкимни алдийалмайду.»

у дунйаниң ишғал астидики пәләстиндә немиләрниң йүз бериватқанлиқини көргәнликини әскәртип, нетанйаһуниң пуқраларни өлтүрүп, урушниң даирисини кеңәйтип, сийасий нопузини қутқузушқа урунуватқан үмидсизликкә толған һәрикәтлириниң мувәппәқийәт қазиналмайдиғанлиқини билдүрди.

у җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң нетанйаһу дунйаға қанчилик йалған сөзлишидин қәтийнәзәр, адаләт үчүн күрәш қилиштин қәтий ваз кәчмәйдиғанлиқини тәкитлиди.

у: «биз хәлқара җәмийәтни тездин уруш тохтитиш вә узун муддәтлик тинчлиқни қолға кәлтүрүш үчүн тиришишни чөридигән һалда йәнә бир қетим иттипақлишишқа чақиримиз. биз түркийәгә қаритилған сийасий һуҗумларға вә төһмәтләргә қаримай, өз вәзипимизни ада қилимиз вә ада қилишни давамлаштуримиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر