ирақниң шималида алтә әскәр шеһит болди

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиниң ирақниң шималида садир қилған һуҗумида алтә әскәр шеһит болди.

2079927
ирақниң шималида алтә әскәр шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиниң ирақниң шималидики һуҗумида йариланған төт әскәрниң үчиниң давалаш үнүм бәрмәй шеһит болғанлиқи, йоқитилған террорчилар саниниң йәттигә йәткәнликини уқтурди.

дөләт мудапиә министирлиқи, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиниң 22-декабир җүмә күни ирақниң шималида садир қилған һуҗумида үч әскәрниң шеһит болғанлиқини, төт әскәрниң йариланғанлиқини уқтурғаниди؛ министирлиқ йеңидин байанат елан қилип, йариланған төт әскәрниң үчиниң шеһит болғанлиқини билдүрди.

байанатта: «бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати әзалири тәрипидин 2023 – йили 22 – декабир ирақниң шималида садир қилинған һуҗумда йариланған төт қәһриман сәпдишимизниң үчи давалаш үнүм бәрмәй шеһит болди. районда бир тәрәп қилинған террорчилар сани йәттигә йәтти. зәрбә бериш һәрикәтлири давамлашмақта» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر