мәрсиндә даешниң аталмиш дәмәшқ мәсули қолға чүшти

түркийә истихбарат идариси (MİT) террорлуқ тәшкилати даешниң аталмиш дәмәшқ мәмурий вә малийә мәсули һузәйфә әлмурини мәрсиндә елип барған һәрикәттә тутти.

2078623
мәрсиндә даешниң аталмиш дәмәшқ мәсули қолға чүшти

түркийә авази радийоси хәвири: бихәтәрлик мәнбәлиридин игиләнгән учурларға асасланғанда, тоқунуш районидики тәшкилат әзалириға иқтисадий йардәм йәткүзүш маслаштурғучиси икәнлики ениқланған аталмиш дәмәшқ мәмурий вә малийә мәсули, әсли исми әййуп,  мәхпий исми һузәйфә әлмури болған террорчиға қарши мәрсиндә һәрикәт елип берилған.

һузәйфә әлмури түркийә истихбарат идариси билән сақчи идарисиниң бирләшмә һәрикити нәтиҗисидә мәрсиндә тутулған.

һәрикәт җәрйанида, даешниң 28 миң 800 доллар, 14 миң 950 йавро, 31 миң 800 лира һәмдә нурғун диҗитал материйаллар қолға чүшүрүлгән. террорлуқ тәшкилати даешниң пул йөткәштә ишләткән көчмә әплириму ашкариланған.

һузәйфә әлмури сорақта, тәшкилатқа кириш җәрйани, сүрийә вә түркийәдики паалийәтлири, алақилашқан даеш әзалири һәмдә пул йөткәш қатарлиқлар һәққидә тәпсилий мәлуматларни бәргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر