әрдоған билән байдин телефонда көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түнүгүн (14-декабир) америка пирезиденти җо байдин билән телефонда көрүшти.

2076898
әрдоған билән байдин телефонда көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған билән байдинниң телефон көрүшүшидә, исираилийәниң ғәззәни өз ичигә алған барлиқ пәләстин земинлириға қиливатқан һуҗумлири, америка-түркийә мунасивәтлири, шиветсийәниң натоға әза болуш мусаписи билән дунйа вә район мәсилилири музакирә қилинди.

рәҗәп таййип әрдоған ғәззәдә йүз бериватқан тирагедийәләрни тезликтә ахирлаштуруш керәкликини, американиң исираилийә шәртсиз қоллишини үзүшиниң, уруш тохтитишни тез сүрәттә әмәлгә ашуридиғанлиқини, һәм дунйа һәмдә америка җамаәтчиликиниң йеқинқи күнләрдә бу тәләпни техиму қаттиқ оттуриға қойуватқанлиқини, районда тезликтә узун муддәтлик уруш тохтитишни капаләткә игә қилишниң американиң тарихий бурчи икәнликини ейтти.

у йәнә, исираилийә һуҗумлириниң кеңийиши вә узиришиниң район вә дунйа характерлик йаман ақивәтләрни пәйда қилидиғанлиқини, түркийә тәклип қилған капаләтлик қилғучи механизмниң тәсис қилиниши, берилгән вәдиләргә әмәл қилиниши вә 1967-йили бекитилгән чегралар асасида мустәқил, игилик һоқуқиға вә земин пүтүнлүкигә игә, пайтәхти қуддус болған пәләстин дөлитиниң қурулушиниң әң муваплиқ шундақла мәсилиниң узун муддәтлик һәл қилиш чарәси икәнликини әскәртти.

көрүшүштә, түркийәни «F-16» айропиланлири билән тәминләш мәсилисиму музакирә қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر