фаһрәттин алтун әрдоғанниң германийәдики сөзлиригә йуқири баһа бәрди

җумһур рәислик учур - алақә идариси башлиқи фаһрәттин алтун әрдоғанниң дунйаниң һәммила җайлиридики зулумларға қарши авазини җараңлитиватқанлиқини тәкитлиди.

2065982
фаһрәттин алтун әрдоғанниң германийәдики сөзлиригә йуқири баһа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик учур - алақә идариси башлиқи фаһрәттин алтун йалғуз пәләстин үчүнла әмәс, бәлки дунйаниң һәммила җайлиридики зулумларға қарши авазини җараңлатқан җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған сизип бәргән йолда дунйаниң тинчлиқи үчүн тиришишни давамлаштуридиғанлиқлирини билдүрди.

фаһрәттин алтун иҗтимаий алақә адресидики йазмисида җумһур рәис әрдоғанниң җүмә күни германийәдә қилған сөзлири һәққидә тохталди.

фаһрәттин алтун җумһур рәис әрдоғанниң заман, макан вә сөһбәтдаш айрип олтурмастин, һәқиқанийәтни сөзләштә қәтий иккиләнмигәнликини, германийәдики сөзлири билән адаләт вә һәқиқанийәтниң дунйадики әң муһим вәкиллириниң бири икәнликини йәнә бир қетим намайан қилғанлиқини билдүрди.

фаһрәттин алтун: «йалғуз ғәззә вә пәләстин үчүнла әмәс, бәлки дунйаниң һәммила җайлиридики зулумларға вә адаләтсизликләргә қарши һесаб суқуштин узақ бир шәкилдә авазини җараңлатқан,  тиришчанлиқ көрситиватқан һөрмәтлик җумһур рәисимиз сизип бәргән шундақла рәһбәрлик қилған йолда дунйаниң тинчлиқи үчүн тиришишни давамлаштуримиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر