түркийә б д т хәвпсизлик кеңишиниң ислаһатини кечиктүрүшкә болмайду

түркийәниң б д т да турушлуқ даимий вәкили сәдат өнал: «б д т хәвпсизлик кеңишиниң ислаһ қилишқа еһтийаҗлиқ икәнликини инкар қилишқа вә кечиктүрүшкә болмайду» деди.

2065516
түркийә б д т хәвпсизлик кеңишиниң ислаһатини кечиктүрүшкә болмайду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң б д т да турушлуқ даимий вәкили сәдат өнал б д т омумий кеңишиниң б д т хәвпсзлик кеңишини ислаһ қилиш йиғнида сөз қилди.

у түркийәниң б д т омумий кеңишидә ислаһат үчүн қурулған бирләшмә гуруппини қоллайдиғанлиқини билдүрди.

у: «б д т хәвпсизлик кеңишиниң ислаһатқа болған еһтийаҗини инкар қилиғили вә кечиктүргили болмайду» деди.

у болупму, хәвпсизлик кеңишиниң пәләстин мәсилисидә тутқан позитсийәсиниң буниң очуқ испати икәнликидин бешарәт берип : «б д т хәвпсизлик кеңишиниң қурулмиси паләч болуп қалғанлиқи сәвәбидин пәләстиндә уруш тохтитишта мувәппәқийәтсиз болди вә пәләстин хәлқиниң орнини толдурғили болмайдиған азап-оқубәтлирини түгитәлмиди» деди.

у кәң даирилик вә һәммини қучақлайдиған бир мусапиниң лазим икәнликини әскәртип, дөләтләрниң өз мәнпәәтини чиқиш қилишниң орниға, ортақ йахшилиқни алдинқи орунға қойушниң барлиқ әзаларниң мәнпәәтигә пайдилиқ икәнликини билдүрди.

у мундақ деди:

«рәт қилиш һоқуқи болсун йаки болмисун, даимий әзалиқ салаһийитиниң демократийәгә уйғун әмәсликигә, хәвпсизлик кеңишиниң пәқәт йөлиниш вә район характерлик вәкиллик қилиш пиринсипи асасида сайлам арқилиқ вәзипигә тәйинлинидиған әзалар билән кеңәйтилиши керәкликигә ишинимиз. рәт қилиш қилиш һоқуқи әмәлдин қалдурулуши йаки бу һоқуқтин пайдилинишниң чеки болуши керәк. бу нуқтидин ейтқанда, б д т омумий кеңиши билән хәвпсизлик кеңишиниң оттурисида һәмкарлиқни вә кординатсийәни күчәйтиш керәк.»

у ахирида, сөзини мундақ ахирлаштурди:

«түркийә б д т хәвпсизлик кеңишини ислаһ қилишниң һәл қилғуч әһмийити вә зөрүрлүки сәвәбидин һөкүмәтләр ара музакирәләргә актип қатнишиду. мурәссә билән ортақ нуқтида учришиш үчүн һәссә қошиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر