ғәззәдики бәзи бимарлар түркийәгә йөткәп келинди

ғәззәдин йөткәлгән рак бимарлири вә уларниң һәмраһлирини елип учқан икки айропилан, түркийәгә йетип кәлди.

2065136
ғәззәдики бәзи бимарлар түркийәгә йөткәп келинди

түркийә авази радийоси хәвири: мисирниң әл ариш айродурумидин көккә көтүрүлгән икки айропилан, пайтәхт әнқәрәниң әсәнбоға айродурумиға қонди.

сәһийә министири фаһрәттин коҗа ғәззәгә қилинидиған сәһийә йардәмлири даирисидә, бимарлар вә йаридарларни түркийәгә елип келиш үчүн түнүгүн (15-нойабир) мисир билән елип барған қойуқ алақә нәтиҗисидә бәзи бимарлар билән биргә мисирдин әнқәрәгә қайтип кәлди.

түркийә җумһур рәислик мәһкимиси вә дөләт мудапиә министирлиқиниң айропиланлири мисирниң әл ариш айродурумидин бәзи бимарларни елип әсәнбоға айродурумиға йетип кәлди. айропиланда, бимарларға түркийәлик тоққуз мутәхәссис дохтурниң һәмраһ болғанлиқи билдүрүлди.

сәһийә министири фаһрәттин коҗа ғәззәдин 27 бимар вә уларниң 13 һәмраһини түркийәгә елип келиш билән, муһим қәдәм басқанлиқини билдүрүп, ғәззәдики бимарларни түркийәгә әкилиш үчүн техиму көп тиришчанлиқ көрситидиғанлиқлирини қәйт қилди.

у: «7-өктәбир (2023) дин буйан мисир арқилиқ иккинчи дөләткә бимар әвәтилмиди. бу бимарлар тунҗи болуп рәафаһ чегра еғизидин өткәндин кейин бивастә түркийәгә елип келинди» деди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر