қуртулмуш: пүткүл дунйа «ғәззә қәтлиами» алдида сүкүт қиливатиду

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) рәиси нуман қуртулмуш пүткүл дунйаниң бир чағларда «сребренитса қәтлиами» алдида сүкүт қилғинидәк, бүгүнки күндиму «ғәззә қирғинчилиқи» алдидиму сүкүт қиливатқанлиқини ейтти.

2059741
қуртулмуш: пүткүл дунйа «ғәззә қәтлиами» алдида сүкүт қиливатиду

түркийә авази радийоси хәвири: бирқатар учришишларда болуш үчүн түнүгүн (2-нойабийр) боснийә – гертсеговинаға йетип барған түркийә бүйүк милләт мәҗлиси рәиси нуман қуртулмуш, боснийә - гертсеговина ислам иттипақи өлималар бирликиниң рәиси һүсәйин еф  казанович билән көрүшти.

сарайевудики боснийә - гертсеговина ислам иттипақи бинасида әмәлгә ашурулған учришишқа, сабиқ  дөләт мудапиә министири, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси дөләт мудапиә комитетиниң башлиқи хулуси ақарму қатнашти.

қуртулмуш учришишта сөз қилип, балқан районинң муқимлиқиниң, болупму боснийә-гертсеговинаниң земин пүтүнлүки вә игилик һоқуқиниң түркийә үчүн наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитләп мундақ деди:

«шу вәҗидин, түркийә буни бузуп ташлайдиған һәрқандақ бир қәдәмгә қануний җәһәттин әсла йол қоймайду.»

боснийә - гертсеговина ислам иттипақи өлималар бирликиниң рәиси һүсәйин еф казанович исраилийәниң һуҗумлири давамида, ғәззә райони вә ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики пәләстинликләрниң еғир талапәткә учраватқанлиқини һәмдә қирғинчилиққа дуч келиватқанлиқини әскәртип, бу һәқтики сәзгүрлүки үчүн нуман қуртулмушқа тәшәккүр ейтти. қуртулмуш инсанийәт дунйасиниң пәләстин мәсилисидә еғир синақни баштин кәчүрүватқанлиқини тәкитләп мундақ деди:

«пүткүл дунйа бир чағларда <сребренитса қәтлиами> алдида сүкүт қилғаниди, бүгүнки күндиму <ғәззә қирғинчилиқи> алдида сүкүткә чөммәктә, җүмлидин, ғәззәдә 10 миң кишиниң җениға замин  болған, милйонларчә нопусқа игә район тохтавсиз бомбардиман қилиниватқан, бигүнаһ пуқралар қәтл қилиниватқан вәһшийлик алдида сүкүттә турмақта.»

нуман қуртулмуш «сребренитса қәтлиами» дикигә охшашла «ирқий қирғинчилиқ» ниң җавабкарлириниң һәм җинайәт садир қилғучилар, һәмдә қоллиғучилар икәнликини, буниң «ғәззә қәтлиами» үчүнму күчкә игә икәнликини қәйт қилди.

қуртулмуш билән түркийә бүйүк милләт мәҗлиси вәкилләр өмики, боснийә – гертсеговинаниң тунҗи пирезиденти әли иззәтбеговичниң ковачи шеһитлири мазиридики қәбрисини зийарәт қилди, гүл – чечәкләрни қойди вә дуа қилди.

қуртулмуш йәнә, мәрһум әли иззәтбеговичниң у һайат вақтида сарайевуда турған өйини зийарәт қилди вә  демократик һәрикәт партийәсиниң рәиси бакир иззәтбегович билән көрүшти.

игилинишичә, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси рәиси нуман қуртулмуш боснийә-гертсеговинадики икки күнлүк зийарити даирисидә, бүгүн (3-нойабир)  боснийә-гертсеговина парламент әзалири мәҗлисиниң һәр икки қанитидики палата әзалири билән бир йәргә җәм болидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر