җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси исраилийәгә рәддийә бәрди

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң тәтүр тәшвиқатқа қарши күрәш мәркизи исраилийә дөләт мудапиә министирлиқиға рәддийә бәрди.

2059261
җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси исраилийәгә рәддийә бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң тәтүр тәшвиқатқа қарши күрәш мәркизи исраилийә ташқи ишлар министирлиқи вә исраилийә дөлитиниң аммиви ортақлишиш тор бәтлиридики сәһипилиридә тарқитилған фото сүрәтләрниң йалған икәнликини билдүрди.

тәтүр тәшвиқатқа қарши күрәш мәркизиниң аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилинған байанатида мундақ дейилди:

«исраилийә ташқи ишлар министирлиқи вә исраилийә дөлитиниң аммиви ортақлишиш тор бәтлиридики сәһипилиридә тарқитилған фото сүрәтләрдә, һамасниң балиларға тән җазаси бәргәнлики, уларни өлтүргәнлики вә көйдүрүвәткәнлики илгири сүрүлмәктә, бу пүтүнләй йалған.»

«мәзкур фото сүрәтләрни тәкшүргән мутәхәссисләр йилтизи көрүнүп туридиған чишларниң қурулмиси вә чоң-кичикликигә қарап, бу чишларниң балиларниң чиши әмәсликини ениқлап чиқти.»

мутәхәссисләр бу фото сүрәтләр һәққидә мундақ йәкүн чиқарди: «бу фото сүрәтләрдики чишларниң йилтизи вә қурулмисини тәкшүргәндә, бу чишларниң әсли чиш икәнликини, балиларниң чиши әмәсликини көрүвалғили болиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر