чәлик: җибалийа мусапирлар лагериға қилинған һуҗум алдин пиланланған қирғинчилиқтур

адаләт вә тәрәққийат партийәси муавин рәиси, қошумчә партийә байанатчиси өмәр чәлик, исраилийәниң ғәззәдики җибалийа мусапирлар лагериға қилған һуҗумиға «алдин пиланланған қирғинчилиқ» дәп баһа бәрди вә уни әйиблиди.

2058651
чәлик: җибалийа мусапирлар лагериға қилинған һуҗум алдин пиланланған қирғинчилиқтур

түркийә авази радийоси хәвири: чәлик өзиниң иҗтимаий таратқу суписидики адресида учур һәмбәһриләп, исраилийәниң пуқралар вә бигунаһ кишиләр җайлашқан ғәззәдики җибалийа мусапирлар лагериға қилған рәһимсиз һуҗумини әйибләйдиғанлиқини билдүрди.

әң асаслиқ инсаний қиммәтләр вә хәлқара қанунни дәпсәндә қилған бу рәһимсиз һуҗумниң, пиланлиқ қирғинчилиқ икәнликини билдүргән чәлик: «<биз исраилийә армийәсигә һечқандақ қизил сизиқ көрсәтмәймиз> дегән дөләтләрму бу қирғинчилиққа илһам бәрди. исраилийәниң өзини қоғдаш һоқуқиниң барлиқини оттуриға қойуватқан дөләтләниң, ғәззәлик айаллар билән балиларниңму йашаш һоқуқиниң барлиқини тилға алмаслиқи инсанийәт үчүн номус. <исраилийәгә уруш тохтитишни тәвсийә қилмаймиз> дәп қорал әвәткәнләр, қирғинчилиқ сийасити йүргүзмәктә» дегәнләрни қәйт қилди.

исраилийәниң түнүгүн ғәззәдики җибалийа мусапирлар лагериға қилған һава һуҗумида 100 адәмниң қаза қилғанлиқи, нурғун адәмниң йариланғанлиқи билдүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر