әрдоған виладимир зеленский билән телефонда көрүшти
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған украина пирезиденти виладимир зеленский билән телефонда көрүшти.
2054069
түркийә авази радйоси хәвири: учур – алақә идарисиниң байанатиға асасланғанда, телефон сөһбитидә русийә-украина урушидин башқа, исраилийә билән пәләстин оттурисидики тоқунуш вә райондики инсанпәрвәрлик кризисини музакириләшкән.
җумһур рәис әрдоған сөһбәттә, исраилийә-пәләстин тоқунуши қатарлиқ райондики тоқунушларни тинч йоллар билән һәл қилишниң мумкинликини вә түркийәниң буни ишқа ашуруш үчүн һәр түрлүк тиришичанлиқлирини давамлаштуридиғанлиқини билдүргән.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
ирақниң шималида 15 террорчи бир тәрәп қилинди
ирақниң шималида йеқинқи бир һәптә ичидә 15 террорчи бир тәрәп қилинди.