гүләр: мәқситимиз исраилийә - пәләстин тоқунушиға кечикмәстин хатимә беришни қолға кәлтүрүш

түркийә дөләт мудапиә министири йашар гүләр, түркийәниң асаслиқ мәқситиниң исраилийә- пәләстин тоқунушиға пурсәтни қолдин бәрмәстин хатимә бериш икәнликини оттуриға қойди.

2050613
гүләр: мәқситимиз исраилийә - пәләстин тоқунушиға кечикмәстин хатимә беришни қолға кәлтүрүш

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири гүләр шималий атлантик әһди тәшкилати — нато мудапиә министирлири йиғиниға иштирак қилиш үчүн барған бирйусселда, түрк мухбирлар билән көрүшүп, соаллириға җаваб бәрди.

у исраилийә- пәләстин тоқунушиға мунасивәтлик соалларға җаваб бериш җәрйанида, мудапиә йиғини даирисидә, натониң «ақ деңиз дийалоги һәмкарлиқ механизминиң бир әзаси болған исраилийәниң мудапиә министири йоав галантму син көрүнүшлүк иштирак қилған айрим бир йиғинниңму ечилғанлиқини билдүрди.

түркийәниң һәм өз районидики террорлуққа қарши туруш күриши, һәм өз районидики барлиқ уруш вә тоқунушларға мунасивәтлик мәйданиниң наһайити ениқ икәнликини байан қилған министир гүләр: «биз пуқраларға қаритилған һәр хил һәрикәтләрни вә пуқралар олтурақлашқан районларға зәрбә беридиған һәр хил һуҗумларни әйибләймиз. бизниң нөвәттики асаслиқ мәқситимиз, тутқунларниң қойуп берилиши, ғәззәдики тоқунушларниң башқа районларға йамрап кетишиниң алдиниң елиниши, әлвәттә, тоқунушларниң кечикмәстин ахирлишишидур. тездин тинчлиқ сөһбәтлириниң башлиниши, хәлқара җәмийәтму  қоллаватқан икки дөләтлик һәл қилиш чариси рамкиси ичидә илгириләш һасил қилиниши керәк. мәңгүлүк тинчлиқ орнитишниң бирдинбир йоли будур» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر