түркийә армийәси прәвәзә деңиз ғәлибисигә беғишлап мәхсус қисқа филим тәййарлиди

түркийә армийәси27- сентәбир прәвәзә деңиз ғәлибиси вә деңиз армийәси байримиға беғишлап мәхсус қисқа филим тәййарлиди.

2043363
түркийә армийәси прәвәзә деңиз ғәлибисигә беғишлап мәхсус қисқа филим тәййарлиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәсиниң иҗтимаий таратқудики адресида һәмбәһриләнгән қисқа филимдә, деңиз армийәси қоманданлиқиниң маневир көрүнүшлиригиму орун берилди.

деңиз армийәси қоманданлиқи қармиқидики TCG Anadolu, TCG Büyükada, деңиз чарлаш айропилани, су асти парахоти, қораллиқ учқучисиз һава аппарати вә тик учар айропиланларниңму көрүнүшлиригә орун берилгән мәзкур қисқа филимдә: «прәвәзә деңиз ғәлибисиниң 485 – хатирә йили вә деңиз армийәси байрими мубарәк болсун. түрк деңиз қисимлири буниңдин 485 йил бурун деңиздики ғәлибиси билән қудритини пүтүн дунйаға җакарлиған болса, һазирму бизниң деңиздики һоқуқ, алақә вә мәнпәәтимизни қоғдаш үчүн, қорқмастин қәһриманлиқ билән вәзипә өтәшни давамлаштурмақта» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر