әрдоған: қуран кәримгә һуҗум қилиш очуқ - ашкара өчмәнлик җинайити

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған қуран кәримгә қарши қилиниватқан һуҗумларниң очуқ - ашкара өчмәнлик җинайити вә вәһшийлик икәнликини ейтти.

2034054
әрдоған: қуран кәримгә һуҗум қилиш очуқ - ашкара өчмәнлик җинайити

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған җумһур рәислик мәһкимисидә америка мусулман тәшкилатлар кеңиши әзалирини қобул қилди.

әрдоған бу йәрдә қилған сөзидә, мундақ деди: «йавропадики муқәддәс китабимиз болған қуран кәримгә қаритилған һуҗумларниң пикир әркинлики нами астида йол қойулушини қобул қилмайдиғанлиқимизни һәр даим тәкитләп келиватимән. дәрвәқә қуран кәримгә қарши қилиниватқан һуҗумлар очуқ - ашкара өчмәнлик җинайитидур, вәһшийликтур.»

у шивейтсийә, голландийә вә данийәдә тәкрарлиниватқан һуҗумларниң бу җуғрапийәдә демократийә вә кишилик һоқуқниң кәң омумлашмиғанлиқиниң намайәндиси икәнликини әскәртип мундақ деди: «исламға вә мусулманларға қарши елип бериливатқан бу һуҗумларға көз йумуватқанларниң инсаний қиммәт қарашлирини қанчилик дәриҗидә суйистемал  қиливатқанлиқини қуран кәримгә қаритилған  һәр қетимлиқ   һуҗумда очуқ - ашкара һалда көрүватимиз.»

әрдоған сөзини мундақ давамлаштурди: «бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңиши вә кишилик һоқуқ кеңишидә муқәддәс китабларға қаритилған барлиқ зораванлиқ һәрикәтлирини хәлқара қанунға хилаплиқ қилғанлиқ болидиғанлиқиға даир қарарларниң мақуллиниши наһайити муһим. дәрвәқә, бу қарарларниң иҗра қилинишиға капаләтлик қилишимизниң зөрүрлүки һәммигә айан. түркийә болуш сүпитимиз билән алақидар дөләтләрни бу өчмәнлик җинайәтлирини садир қилғучиларға қарита зөрүр тәдбирләрни қоллинишқа чақиришни давамлаштуримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر