һақан фидан ирақтин п к к ни рәсмий йосунда террорлуқ тизимликигә кизгүзүшини тәләп қилди

ташқи ишлар министири һақан фидан ирақтин достлуқ вә қериндашлиқниң тәқәззаси сүпитидә, террорлуқ тәшкилати  п к к ни рәсмий йосунда террорлуқ тизимликигә кизгүзүшини үмид қилидиғанлиқини ейтти.

2028023
һақан фидан ирақтин п к к ни рәсмий йосунда террорлуқ тизимликигә кизгүзүшини тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министири һақан фидан ирақ ташқи ишлар министири фуад һүсәйин билән ирақниң пайтәхти бағдадтики ташқи ишлар министирлиқида көрүшкәндин кейин өктүзүлгән бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғинида сөз қилди.

ирақлиқ мәнсәпдеши билән өткүзгән сөһбитидә наһайити кәң даирилик мәсилиләрниң музакирә қилинғанлиқини байан қилған һақан фидан, буларниң алдинқи қатарида террорлуққа қарши күрәш темисиниң барлиқини ейтти.

һақан фидан п к к ниң ирақниң синҗар, мәһмур, қандил вә суләйманийә қатарлиқ нурғун йезилирини ишғал қилғанлиқини әскәртип, террорлуқ тәшкилатиниң сүрийә билән ирақ оттурисидики чеграларни көрмәскә салған һалда қурған террорлуқ каридори арқилиқ бу икки районни бирләштүрмәкчи болуватқанлиқини тәкитлиди.

министир һақан фидан түркийәниң террорлуққа қарши күрәштә ирақ билән һәмкарлишишқа тәййар икәнликини тәкитләп: «емпирийалист күчләрниң ойунчуқиға айланған п к к ға қарши ирақлиқ қериндашлиримизниң һәр сәвийәдики күришини қоллап қуввәтләймиз. биз ирақниң достлуқ вә қериндашлиқимизниң тәқәззаси сүпитидә п к к ни террорлуқ тәшкилати дәп рәсмий етирап қилишини үмид қилимиз. исминиң қандақ болушидин қәтийнәзәр, мәйли п к к, мәйли даеш, ирақниң земин пүтүнлүки вә сийасий бирликигә қәст қилидиған,  ирақлиқ қериндашлиримизниң муқимлиқи вә параванлиқиға көз тикидиған, инсанийәткә қарши җинайәт садир қиливатқан һәр түрдики террорлуқ тәшкилатлириға қарши күрәштә ирақ билән бирликтә һәрикәт қилишқа тәййармиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر