муғлаға келиватқан полшалиқ сайаһәтчиләрниң сани ашмақта

муғла бу йил 120 миң 328 полшалиқ сайаһәтчини күтүвалди.

2025044
муғлаға келиватқан полшалиқ сайаһәтчиләрниң сани ашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: муғла вилайәтлик мәдәнийәт вә сайаһәт башқармисиниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, бу йил (2023) муғлани йәттә ай ичидә 1 милйон 779 миң 356 чәт әллиик сайаһәтчи зийарәт қилған.

әң көп сайаһәтчи йоллиған дөләтләр арисида 773 миң 909 киши билән әнглийә биринчи, 210 миң 8 сайаһәтчи билән русийә иккинчи, 120 миң 328 сайаһәтчи билән полша үчинчи, 100 миң 787 сайаһәтчи билән германийә төтинчи, 45 миң 439 сайаһәтчи билән голландийә бәшинчи болған. башқа дөләтләрдин 528 миң 885 сайаһәтчи кәлгән.

өткән йили (2022) ниң охшаш мәзгилидә, бодрум , мармарис вә фәтһийә қатарлиқ даңлиқ сайаһәт мәркәзлиригә игә муғла вилайитигә, 1 милйон 501 миң 43 сайаһәтчи кәлгән иди.

буниңға асасланғанда, бу йил кәлгән сайаһәтчиләрниң сани бултурқиниң охшаш мәзгилдикигә селиштурғанда тәхминән %19 ашқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر