синҗарда террорлуқ тәшкилатиниң бир каттибеши өлтүрүлди

түркийә истихбарат идариси шималий ираққа җайлашқан синҗарда, террорлуқ тәшкилати п к к|к җ к ниң аталмиш синҗар өлкилик каттибашлиридин мәсут җәлал османни уҗуқтурди.

2017256
синҗарда террорлуқ тәшкилатиниң бир каттибеши өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истихбарат идариси шималий ираққа җайлашқан синҗарда террорлуқ тәшкилати п к к|к җ к ға қарши һәрикәт елип барди.

хәвпсизлик тармақлиридин еришкән мәлуматларға асасланғанда, истихбарат идариси сүрийәдики йашларни қоралниң күчигә тайинип мәҗбурий тәшкилатқа әзалиққа алған, түркийә әскәрлиригә қилинған бир қанчә һәрикәтләргә башчилиқ қилған коди загрос чәкдар болған мәсут җәлал османниң, 2018-йили сүрийәдин ираққа өткәнликини ениқлиған.

йәрлик хәлқләрни қорал күчигә тайинип қорқитишқа урунған террорчи мәсут җәлал осман синҗарда террорлуқ тәшкилатиниң бир йиғиниға қатнишиши җәрйанида, түркийә иситихбарат идарисиниң һәрикитидә өлтүрүлгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر