алтун: түркийәниң һәққаний дәвасини қоғдашни давамлаштуримиз

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтун, түркийәниң һәққаний дәвасини хәлқара сәһнигә елип чиқишни давамлаштуридиғанлиқлирини ейтти.

2015677
алтун: түркийәниң һәққаний дәвасини қоғдашни давамлаштуримиз

түркийә авази радийоси хәвири: фаһрәттин алтун түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси қурулғанлиқиниң 5 – хатирә йили мунасивити билән, идариниң бәш йиллиқ хизмәт – паалийәтлирини чөридәп ишләнгән мәхсус видео филимини тарқатти.

җумһур рәислик мәһкимисиниң қилған хизмәтлири, елип барған сәпәрвәрлик паалийәтлири, йолға қойған түрлири вә елан қилған доклатлири арқилиқ түркийәниң хәлқарадики инавитини күчәйткәнлики вә дөләтниң истратегийәлик алақә еһтийаҗини қандурғанлиқи қәйт қилинди.

алтун учурида: «хәлқ билән дөләт оттурисидики алақә көврүкини күчәйтишни мәқсәт қилған мәһкимимиз, һәқиқәт күришидә бәл қойувәтмәстин, аммини тоғра, очуқ – ашкара вә тез вақипландурушни давамлаштуриду» дегән ибариләргә орун бәрди.

синалғуда «түркийә әсири охшаш вақитта учур – алақиниңму әсири болиду» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر