һақан фидан малайшийа баш министири әнвәр ибраһим билән көрүшти

ташқи ишлар министири һақан фидан бир түркүм учришишларда болуш үчүн малайшийаниң пенаң өлкисигә йетип барди вә малайшийа баш министири әнвәр ибраһим билән көрүшти.

2012081
һақан фидан малайшийа баш министири әнвәр ибраһим билән көрүшти

түркийә авази радйоси хәвири:  ташқи ишлар министирлиқиниң твиттер һесабида һәмбәһирлигән учурида, министир һақан фиданниң малайшийа баш министири әнвәр ибраһим тәрипидин қобул қилинғанлиқи  билдүрүлди.

ташқи ишлар министирлиқиниң йәнә бир учурида  һақан фиданниң муавин баш министир әһмәд заһид һамиди биләнму көрүшкәнлики уқтурулди.

һақан фидан йәнә малайшийаниң пенаң шәһиридә малайшийа ташқи ишлар министири замбри абдулқадир биләнму көрүшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر