әрдоған 15 - ийул тоғрисида учур һәмбәһрилиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 15-ийул демократийә вә миллий иттипақлиқ күни мунасивити иҗтимаий таратқудики адресида байанат учур һәмбәһрилиди.

2011809
әрдоған 15 - ийул тоғрисида учур һәмбәһрилиди
erdogan paylasim.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған учурида: «15 - ийулда дөлити, миллити, мустәқиллиқи вә ирадисини қоғдаветип шеһит болған қәһриманлиримизға аллаһтин рәһим - шәпқәт тиләймән, ғазилиқ шәрипигә наил болған, һәрбий - сийасий өзгириш қозғашқа урунғучиларға йол қоймиған барлиқ қериндашлиримға миннәтдарлиқимни билдүримән. 15- ийул демократийә вә миллий иттипақлиқ күнимиз мубарәк болсун» дегән ибариләргә орун бәрди.

җумһур рәис әрдоған учуриға бирләштүрүп, түркийә байриқиниң сүрити билән 15- ийул һәрбий - сийасий өзгириш қозғашқа урунғучилар ишләткән танкини бойсундурған пуқраларниң сүритинму һәмбәһрилиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر