русийәлик журналист: әрдоғанниң роли түркийәдила әмәс, дунйадиму интайин муһим

русийәлик журналист вә TASS хәвәр агентлиқиниң муавин баш директори михайил гусман дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған һәққидә һөҗҗәтлик филим ишлиди.

2001802
русийәлик журналист: әрдоғанниң роли түркийәдила әмәс, дунйадиму интайин муһим
Mihail Gusman-Erdogan belgesel1.jpg
Mihail Gusman-Erdogan belgesel.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: русийәлик журналист гусман TASS хәвәр агентлиқи вә Rossiya-24 телевизийә қанилиниң һәмкарлиқида җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған һәққидә ишлигән һөҗҗәтлик филимини тонуштуруш мурасимида, түркийәниң москва әлчиханисида өткүзди.

һөҗҗәтлик филимни тонуштуруш мурасимиға, русийә муавин ташқи ишлар министири александир грушко, түркийәниң москвада турушлуқ баш әлчиси мәһмәт самсар, TASS хәвәр агентлиқиниң баш дериктори сергей михайлов, чәт әлләрниң дипломатик вәкиллири вә журналистлар қатнашти.

илгири уда төт қетим әрдоған билән сөһбәт өткүзгән русийәлик журналист гусман «һакимийәтниң формуласи» пирограммиси даирисидә ишлигән һөҗҗәтлик филимидә, әрдоғанниң балилиқ дәвридин буйанқи һайати, сийасәттә қәд көтүрүши, қолға кәлтүргән мувәппәқийәтлири, һакимийәт бешиға чиққандин буйан хәлқи һәм дөлити үчүн ишлигән хизмәтлири, журналистниң әрдоған билән өткүзгән алдинқи сөһбәтлири билән бирликтә әкс әттүрүлди.

һөҗҗәтлик филимдә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң йеқинда түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң рәһбәрликидә  русчиға тәрҗимә қилинған «техиму адил бир дунйа тәртипи орнитиш мумкин» намлиқ китабидинму муһим байанларға орун берилип, әрдоғанниң көз қарашлири алаһидә тәкитләнди.

гусман һөҗҗәтлик филимни тонуштуруш мурасимдин кейин, сөз қилип мундақ деди: «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған мислисиз сийасийондур. түркийә мана мушундақ бир рәһбәргә игә болғанлиқи үчүн наһайити тәләйлик бир дөләт. җүмлидин, әрдоған пәқәт мислисиз бир сийасийон болупла қалмастин, йәнә мислисиз бир шәхс, җәзбидар рәһбәр. шундақла интайин йуқири мәлуматлиқ, истиратегийәлик тәпәккур қилиш иқтидариға игә сийасий анализчи. заманиви дунйани толуқ чүшинәләйдиған мислисиз талант саһиби. бүгүнки күндә рәһбәр болуш сүпити билән әрдоғанниң роли түркийәдила әмәс, дунйадиму интайин муһим».

бу һөҗҗәтлик филимниң йеқинқи икки күндә русийә дөләтлик телевизийә қаналлирида икки қетим көрситилгәнликини, милйонлиған кишиниң бу һөҗҗәтлик филимни көргәнликини әскәрткән гусман мундақ дәп көрсәтти: «әрдоғанни русийәлик көрүрмәнләргә тонуштуруш толиму муһим. толиму әпсуски, түркийә вә русийәдә кишиләр дунйа рәһбәрлирини толуқ билмәйду, һәтта қошна дөләтләрниң рәһбәрлириниму йахши билмәйду. түркийә бизниң қошнимиз, шундақла узун йиллиқ һәмраһимиздур. җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң һакимийәт йүргүзүватқиниға узун йиллар болди. шу вәҗидин, уни толуқ тонуштуруш вә униң өзигә хас алаһидиликлирини толуқ сүрәтләп бериш интайин муһим.»

гусман әгәр мумкин болса әрдоған билән 5 – қетим сөһбәт өткүзүшни чин дилидин арзу қилидиғанлиқини әскәртти, һәмдә түркийә хәлқигә болған чоңқур һөрмитини изһар қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر