әрдоған йеқинқи 40 күндин буйан йолға қойулған түрләрниң син көрүнүшлирини ортақлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған иҗтимаий таратқудики адресида сайлам мусаписи башланған 40 күн ичидә йолға қойулған түрләрниң синалғусини һәмбәһрилиди.

1981520
әрдоған йеқинқи 40 күндин буйан йолға қойулған түрләрниң син көрүнүшлирини ортақлашти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоғанниң «истиқбалниң йүз йилини тонуштуруш пирограммиси»да кийгән учқучи кийими билән меңиватқан көрүнүши билән башланған син көрүнүшидики учқучисиз һава аппарати — анқа 3, миллий күрәшчи айропилан — қаан (қаған) вә атак намлиқ тик учар айропиланниң көрүнүшлири кишиләрниң диққитини тартти.

син көрүнүшидә, йәр тәврәш районидики ули селинған өйләрдин тартип, TCG анадолу намлиқ тошуғучи парахотниң түркийә армийәсигә тапшурулушиғичә, қара деңиз тәбиий газиниң ишлитилишкә башлинишидин тартип тогг (TOGG) аптомобиллириғичә болған ройапқа чиқирилған түрләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر