әрдоған султанаһмәт җамәсини қайтидин ибадәткә ечиш мурасимиға қатнашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған истанбулдики әслигә кәлтүрүш хизмәтлири тамамланған султанаһмәт җамәсиниң ечилиш мурасимиға қатнашти.

1978020
әрдоған султанаһмәт җамәсини қайтидин ибадәткә ечиш мурасимиға қатнашти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған җүмә намизиниму йеңидин ибадәткә ечиветилгән султанаһмәт җамәсидә өтиди вә намаздин кейин сөз қилип, султанаһмәт җамәсини әсирләр бойичә қәд көтүрүп туридиған, йеңи әвладларға мирас қалдурулидиған һаләттә әслигә кәлтүргәнликлиригә ишарәт қилған һалда: «биз мушундақ гүзәл бир күндә әслигә кәлтүрүш хизмәтлирини тамамлиғанлиқимиздин интайин хушалмиз. җүмә күнигә тоғра кәлгәнлики мунасивити билән икки байрамни бирликтә өткүздуқ» деди.

у султанаһмәт җамәсиниң истанбулниң әң муһим символлириниң бири икәнликини тилға елип: «бу пәқәт бир җамә болупла қалмастин, әйни вақитта мәдрисә, мунча, фонтан вә башқа нурғун тармақлирини өз ичигә алидиған йүрүшләшкән қурулуштур» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر