түркийә һава йоллири ширкити лусакаға учушни әслигә кәлтүрди

түркийә һава йоллири ширкити «ковид – 19» йуқуми сәвәбидин   тохтатқан замбийәниң пайтәхти лусакаға учушни әслигә кәлтүрди.

1965637
түркийә һава йоллири ширкити лусакаға учушни әслигә кәлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һава йоллири ширкити ахбарат васитилири башқармисиниң билдүрүшичә, 26-мартта лусакаға « Boeing 737-8 Max » типлиқ «TK525» номурлуқ нөвәтчи айропилан билән тунҗи учуш башланған.

түркийә һава йоллири ширкитиниң мудирийәт вә иҗраийә комитетиниң рәиси пирофессор доктор аһмәт болат түркийә һава йоллири ширкитиниң африқа қитәсигә әң көп учидиған ширкәт икәнликини тәкитләп мундақ деди: «африқа қитәсидики әң көп мәнзилгә учидиған авийатсийә ширкити болуш сүпитимиз билән, 62 мәнзилгә учидиған нөвәтчи айропиланлиримиз арқилиқ бу қитәгә қанчилик дәриҗидә әһмийәт беридиғанлиқимизни намайан қиливатимиз. түркийә һава йоллири ширкити болуш сүпитимиз билән, йирақни йеқинлаштурушни давамлаштуруватимиз؛ охшаш болмиған мәдәнийәтләр вә хәлқләрни бир гәвдиләштүрүш тиришчанлиқимиз күчимизгә күч қошмақта.»

игилинишичә, түркийә һава йоллири ширкити лусака қарита айропилан сәпәрлирини даруссалам арқилиқ һәптидә икки қетим ишқа ашуридикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر