әрдоған билән шәнтоп  ататүркни хатириләш күни мунасивити билән байанат елан  қилди

бүгүн (10-нойабир) түркийә җумһурийити дөлитиниң қурғучиси ғази мустапа камал ататүркниң аримиздин айрилғанлиқиниң 84 – йиллиқ хатирә күни.

1904641
әрдоған билән шәнтоп  ататүркни хатириләш күни мунасивити билән байанат елан  қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған, аримиздин айрилғанлиқиниң 84 – йиллиқ хатирә күни мунасивити билән, мустапа камал ататүркни, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә саәт 9 дин 5 минут өткәндә елан қилған байанати арқилиқ йад әтти.

җумһур рәис әрдоған, байанатида, мундақ деди: «мустәқиллиқ күришимизниң баш қомандани, җумһурийитимизниң қурғучиси ғази мустапа камал  ататүркни, униң аләмдин өткәнликиниң 84 – йиллиқ хатирә күнидә, чоңқур һөрмәт, сеғиниш вә миннәтдарлиқ илкидә йад етимән.»

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтопму, бу һәқтә елан қилған байанатида, түркийә бүйүк милләт мәҗлисиниң тунҗи башлиқи, миллий  күрәшниң баш қомандани, түркийә җумһурийитиниң тунҗи җумһур рәиси ғази мустапа камал ататүркни, аримиздин айрилғанлиқиниң 84 – йиллиқ хатирә күни мунасивити билән чоңқур һөрмәт, сеғиниш вә миннәтдарлиқ илкидә йад етидиғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди:  «миллий мәвҗудийитимизни әбәдий әркин вә мустәқил давамлаштуруш йолида, әқил- парасәт вә җасарәт билән муһим қарар чиқарған ғази мустапа камал ататүрк, бизгә <әң чоң йадикарлиқ> җумһурийәтни мирас қалдурди. түркийә җумһурийити,миллитимизниң тәврәнмәс бирлики вә һәмишә <толуқ мустәқиллиқ / һәрдаим әркинлик> еңиға асасән мәңгү йашнайду.»

«асарәткә баш әгмигән бир милләтниң әвлади вә рәһбири болған ататүрк һәмдә униң қәһриман сәпдашлири бизгә аманәт қойуп кәткән мәсулийәтни тонуп йетип, миллий күрәш роһи асасида, һәммимиз бирликтә йүз йилларчә ғәлибә мәнзилгаһиға қарап ғәлибисери алға илгириләймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر