әрдоған чәт әлләрдә йашаватқан түркийә пуқралириға мәктуп елан қилди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған чәт әлләрдә йашайдиған пуқраларға мәктуп йазди.

1877646
әрдоған чәт әлләрдә йашаватқан түркийә пуқралириға мәктуп елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған чәт әлләрдә йашаватқан пуқраларға мәктуп елан қилди.

у мәктубида, чәт әлләрдә йашайдиған түркийә пуқралириниң өзлири туруватқан дөләтләрдә әң йахши усулда түркийәгә вәкиллик қиливатқанлиқини؛ иҗтимаий, сийасий, иқтисадий вә илим-пән саһәсидә зор утуқларға еришкәнликини байан қилди.

у 21йиллиқ һакимийәт йүргүзүш мусаписидә, түркийәдә зор өзгиришләрни әмәлгә ашуруш билән бир вақитта, йәнә бир тәрәптин, «қәйәрдә түркийә пуқраси болса, биз шу йәрдә» дегән шуар билән һәрикәт қилғанлиқлирини тәкитләп: «чәт әлдә йашайдиған пуқралиримизниң авазиға қулақ селиш арқилиқ дөлитимизниң барлиқ имканийәтлирини ишқа селип қоллидуқ. силәрниң қоллишиңлар вә силәрдин алған күч-қуввәт билән, биз мудапиә санаитидин тартип ташқи сийасәткичә, сәһийәдин қатнашқичә болған саһәләрдә, дунйаниң һәр қандақ йеридики пуқрамиз пәхирлинидиған түркийәни бина қилдуқ» деди.

у: «вухән вируси мәзгилидә чәт әлләрдә йашаватқан түркийә пуқралирини даим қоллидуқ вә улар үчүн хизмәт қилдуқ. биз кәлгүсидә охшаш ирадә вә қәтийлик билән давамлиқ силәр үчүн хизмәт қилимиз. һәм җумһурийитимизниң 100 йиллиқини таҗландуруш һәмдә 2053-йиллиқ нишанимизни әмәлгә ашурушимиз үчүн, келәр йили (2023) өткүзүлидиған сайлам интайин муһим. силәрниң дөлитимизниң кәлгүси үчүн әң күчлүк шәкилдә давамлиқ қоллайдиғанлиқиңларға толуқ ишинимән» деди.

билдүрүлишичә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң мәктуби түркийәдә дәм елишини ахирлаштуруп йашаватқан дөләтлиригә қайтқан йаки дәм елиш үчүн түркийәгә кәлгән түркләргә әвәтилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر