шәнтоп йавропа парламентиниң түркийә доклатиға наразилиқ билдүрди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп йавропа парламенти қобул қилған 2021 – йиллиқ түркийә доклатиға наразилиқ билдүрди.

1839669
шәнтоп йавропа парламентиниң түркийә доклатиға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: шәнтоп, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, йавропа парламентиниң тәвсийә қарари характерлик  2021 - йиллиқ түркийә доклатиниң, йавропа иттипақиға әза бир қисим дөләтләр вә йавропалиқ бәзи сийасийонларниң түркийәгә қарита һәқсиз тәсәввурлириниң мәһсули икәнликини тәкитләп мундақ деди: «бу доклаттики түркийә-йавропа иттипақи мунасивәтлириниң тәрәққийатиға актип төһпә қошалмайдиған әйибләшләрни рәт қилимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر