әрдоған мичотакс билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «бизниң гиретсийә билән болған террорлуққа қарши туруштики ортақ чүшәнчимиз барғансери күчәймәктә» деди.

2139222
әрдоған мичотакс билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған билән түнүгүн пайтәхт әнқәрәдә дөләт ишлири зийаритидә болған гиретсийә баш министири кирйакос мичотакис қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

меһман баш министир билән өткүзгән сөһбити җәрйанида, икки дөләт мунасивитини әтраплиқ муһакимә қилғанлиқлирини, икки дөләт сода миқдарини 6 милйард доллардин 10 милйард долларға чиқириш үчүн тиришчанлиқ көрситидиғанлиқлирини тәкитлигән әрдоған: «бизниң гиретсийә билән болған террорлуққа қарши туруштики ортақ чүшәнчимиз барғансери күчәймәктә. биз районимизниң кәлгүсидә террорлуқ тәшкилатлириниң орни йоқлуқи қаришида һәмпикирмиз. мунасивитимиздики иҗабий атмосфераниң гиретсийәдики аз санлиқлар вә ирқдашлиримизниң һәқ-һоқуқлириниң берилишигә һәссә қошушини күтимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

җумһур рәис әрдоған қибрис мәсилисиниң аралдики пакитларға асасән адил вә үзүл -кесил һәл қилинишиниң муһимлиқини оттуриға қойуп : «бундақ бир қәдәм районимизниң муқимлиқи вә тинчлиқини күчәйтиду» деди.

гиретсийә баш министири мичотакис сөзидә: «аримиздики чүшиниш вә мунасивәт муһити иҗабий һаләттә үзлүксиз тәрәққий қилмақта» деди вә гиретсийәниң түркийәниң йавропа иттипақиға әза болушини қоллайдиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر