түркийә украинадин миңларчә кишини тарқақлаштурди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу, русийә-украина уруши сәвәбидин һазирғичә 8050 түркийә пуқрасиниң тарқақлаштурулғанлиқини билдүрди.

1788366
түркийә украинадин миңларчә кишини тарқақлаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: министир чавушоғлу тивиттердики адресида учур һәмбәһриләп, бүгүн кийев, харкив, одесса, запорижйа вә лвивдин әзәрбәйҗан пуқралирини өз ичигә алған 2604 кишиниң йолға чиққанлиқини, буларни қошқанда тарқақлаштурулған түркләр омумий саниниң 8050 кә йәткәнликини әскәртти вә «пуқралиримизни бихәтәр тарқақлаштуруш пиланимиз давамлашмақта» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.

министир чавушоғлу  бир телевизийә пирограммисида сөз қилип, 24-феврал уруш башланғандин кейин деңиз вә һава тәвәликлири тақалғанлиқи үчүн, 25-феврал украинадики түркийә пуқралирини қуруқлуқтин чекиндүрүшниң башланғанлиқи вә һазирғичә (шу чағқичә) 5850 кишиниң тарқақлаштурулғанлиқини, 2200 кишиниң аптомобиллар йаки өзлириниң имканийәтлиригә тайинип украинадин чиқип кәткәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر