әрдоған әрәб бирләшмә хәлипилики зийаритидин бурун ахбарат елан қилди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған әрәб бирләшмә хәлипилики зийаритидә, икки дөләт мунасивәтлиридин башқа, районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилиләрниңму тәпсилий музакирә қилинидиғанлиқини билдүрди.

1778234
әрдоған әрәб бирләшмә хәлипилики зийаритидин бурун ахбарат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған икки күнлүк зийарәт үчүн әрәб бирләшмә хәлипиликигә қарап йолға чиқиштин илгири истанбул ататүрк айродурумида ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

у әрәб бирләшмә хәлипилики билән болған мунасивәтләрдә йеңи дәврниң башланғанлиқини тәкитлиди вә мундақ деди:

«зийарәттә, икки дөләт мунасивәтлиридин башқа, районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилилириниму тәпсилий музакирә қилимиз. музакирәләрдә, 8 милйард долларға йәткән сода омумий соммиси билән алдинқи қатарда туридиған сода шериклик мунасивитимиз бар. түркийәниң бинакарлиқ ширкәтлири бүгүнгичә әрәб бирләшмә хәлипиликидә қиммити 13 милйард долларға йетидиған 141 лайиһәни үстигә алди. әрәб бирләшмә хәлипилики бу рәқәмләр нәтиҗисидә, түркийә бинакарлиқ саһәсиниң әң чоң онинчи базири һесаблиниду.»

у әрәб бирләшмә хәлипиликиниңму түркийәдики динамик селинма муһитиға муһим һәссиләрни қошқанлиқини әскәртип: «икки дөләт иқтисадиниң бир-бирини толуқлайдиған қурулмиси, мундақчә ейтқанда, мәвҗут рәқәмләрниң үстидә йошурун күчниң барлиқидин бешарәт бериду. зийаритимизниң мәқсити, бу йошурун күчни тез сүрәттә әмәлгә ашуруш. алдинқи қатарда туридиған мәбләғ салғучилар билән көрүшимән. зийаритимиз вәсилиси билән, нурғун саһәләрдики мунасивәтлиримиздә илгириләш һасил қилидиған қәдәмләрниң бесилишини нишан қилимиз» деди.

у йәнә: «бүгүн вә әтә әмәлгә ашурулидиған көрүшүшлиримиздә икки дөләт мунасивәтлиридин башқа, районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилиләрниму тәпсилий музакирә қилимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر