түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 229 киши қаза қилди

түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә ковид -19 сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 229 кишиигә йәтти.

1735436
түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 229 киши қаза қилди

 түркийә авази радийоси хәвири: йеқинқи 24 саәт ичидә 358 миң 784 киши тәкшүрүлди вә булардин 23 миң 867 кишидә йуқумлиниш аламити көрүлди.

йеқинқи 24 саәт ичидә сақийип дохтурханидин чиққанларниң сани 28 миң 543 кишигә йәтти.

түркийә миқйасида бүгүнгә қәдәр әмләнгән биринчи, иккинчи вә  үчинчи миқдар ваксина сани 118 милйон 774 миң 510 ға йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر