«талибанниң сигналлириға иҗабий қараватимиз»

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу талибанниң сигналлириға иҗабий қараватқанлиқлирини билдүрди.

1692549
«талибанниң сигналлириға иҗабий қараватимиз»

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу, ийорданийә ташқи ишлар министири әймән әссафәдиниң тәклипигә бинаән йетип барған ийорданийәдә, афғанистан мәсилиси һәққидә бәргән байанатида, мундақ деди: «талибанниму өз ичигә алған барлиқ тәрәпләр билән дийалог орнитиватимиз, һазирғичә талибан тәрипидин берилгән сигналларға иҗабий қараватқанлиқимизни байан қилишни халаймиз, афғанистанниң иқтисадий тәрәққийати, муқимлиқи, тинчлиқи вә һузурини қоллашни изчил давамлаштуримиз.»

райондин қапсилип қалғанларни бихәтәр җайға йөткәш паалийәтлириниңму үзлүксиз давамлишидиғанлиқини әскәрткән чавушоғлу, мундақ дәп көрсәтти: «түркийә болуш сүпитимиз билән ,пәқәт өз пуқралиримизнила әмәс, башқа дөләтләрниң пуқралириниму бихәтәр җайларға йөткәш паалийәтлиригә йардәмчи болуватимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر