чавушоғлу: түркийә - йавропа иттипақи мунасивитидә иҗабий кәйпийатниң йаритилған болуши муһим

мәвлут чавушоғлу белгйәниң пайтәхти бирйусселда йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә хәвпсизлик сийасәтлири али вәкили җосеп борел билән көрүшти.

1568457
чавушоғлу: түркийә - йавропа иттипақи мунасивитидә иҗабий кәйпийатниң йаритилған болуши муһим

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлиридә иҗабий атмосфера шәкилләндүрүшниң муһимлиқини, буни сиҗиллиққа игә қилиш үчүн конкерт қәдәмләрниң ташлиниши лазимлиқини ейтти.

мәвлут чавушоғлу белгйәниң пайтәхти бирйусселда йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә хәвпсизлик сийасәтлири али вәкили җосеп борел билән көрүшти.

визини әмәлдин  қалдуруш вә таможна иттипақи мәсилилири музакирә қилинған сөһбәттин кейин икки рәһбәр қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

борелниң тәклипигә бинаән бирйусселға кәлгәнликини тилға алған чавушоғлу, бүгүн вә әтидики орунлаштурушлириниң наһайити зич икәнликини билдүрди.

2020 – йилиниң йавропа иттипақи – түркийә мунасивәтлири нуқтисидин <мәсилиләр йили> болғанлиқини әскәрткән чавушоғлу: «декабирдики башлиқлар йиғини иҗабий муһит йаритиш йолидики бәрпачи бир өзгириш болди» деди.

чавушоғлу, һәр икки тәрәпниң пикир алмаштурушни әслигә кәлтүрүш қаришини йақлайдиғанлиқини тәкитләп: «түркийә - йавропа мунасивитидә иҗабий кәйпийат йаритилған болуши муһим. уни сиҗиллаштуруш үчүн конкрет қәдәмләрни ташлаш зөрүр. түркийә - йавропа иттипақи мунасивити районимиздики сақлиниватқан мәсилиләрни ортақ һәл қилиш җәһәттиму муһим рол ойнайду» деди.

чавушоғлу йәнә өткүзүлмәкчи болған учришишлар тоғрисида тохтилип: «бизниң шәрқий ақдеңиз тоғрисида наһайити әтраплиқ бир йиғин чақириш тәклипимиз бар иди, биз бу мәсилини йәнә бир қетим музакирә қилимиз. йәнә бир тәрәптин, визини әмәлдин қалдурушқа мунасивәтлик қәдәм басқучлиримиз тоғрисидиму сөзлишимиз. биз бүгүн вә әтики йиғинлиримизда сөһбәтдашлиримизға үмидлиримизни йәткүзимиз. мән бу йиғинларниң һәммисиниң иҗабий өтүшини үмид қилимән» дегәнләрни қәйт қилди.

боррел түркийә - гиретсийә сөһбәтлири тоғрисида тохтилип: «биз шәрқий ақдеңиздики җиддийликни пәсәйтишни халаймиз. биз һәр икки тәрәптики кәйпийатиниң йахши кетиватқанлиқини көрүватимиз. түркийә билән гретсийәниң сөһбәтни әслигә кәлтүрүши йахши қәдәм һесаблиниду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر