«5A сүний һәмраһимизни сәйшәнбә кечиси аләм бошлуқиға қойуп беримиз»

қатнаш вә қурулуш ишлири министири адил қараисмаилоғлу дүшәнбәни сәйшәнбәгә туташтуридиған кечиси 5A сүний һәмраһини аләм бошлуқиға қойуп беридиғанлиқлирини ейтти.

1554994
«5A сүний һәмраһимизни сәйшәнбә кечиси аләм бошлуқиға қойуп беримиз»

түркийә авази радийоси хәвири: қараисмаилоғлу, орду вилайитидә бу һәқтә елан қилған байанатида, дүшәнбәни сәйшәнбәгә туташтуридиған кечиниң түркийә үчүн наһайити муһимлиқини тәкитләп мундақ деди: «дүшәнбәни сәйшәнбәгә туташтуридиған кечиси 5A сүний һәмраһимизни аләм бошлуқиға қойуп беримиз. дунйа бойичә йеганә йәрлик вә миллий 6A сүний һәмраһимизни аләм бошлуқиға қойуш бериш хизмитиму давамлашмақта. униму 2020 – йилиниң дәсләпки айлирида аләм бошлуқиға қойуп беришни пиланлаватимиз. униң арқилиқ аләм бошлуқида қудритимизни, мәвҗудийитимизни пүткүл җаһанға һес қилдурған болимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر