шәнтоп қазақистанниң дөләт байримини тәбриклиди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустапа шәнтоп, совет иттипақиниң йимирилишидин кейин 1991 – йили 16 – декабирда мустәқиллиқини елан қилған қазақистанниң дөләт байримини тәбриклиди.

1546996
шәнтоп қазақистанниң дөләт байримини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: мустапа шәнтоп тивиттердики адресида тәбрик учури тарқитип, «буниңдин 29 йил илгири, йәни 1991 – йили 16 – декабирда мустәқиллиқини елан қилған дост вә қериндаш дөләт қазақистанниң дөләт (мустәқиллиқ) байримини тәбрикләймән» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر