әсәд һакимийитиниң 51 әскири бир тәрәп қилинди

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи, сүрийәниң идлиб районида бәшшар әсәд һакимийитиниң 51 әскириниң бир тәрәп қилинғанлиқини уқтурди.

1357717
әсәд һакимийитиниң 51 әскири бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи, алдинқи күни 5 түрк әскириниң шеһит қилинишидин кейин районда елип барған һәрбий һәрикәтлири тоғрисида мәлумат берип, «идлибта (бәшшар әсәд) һакимийитиниң 51 әскири бир тәрәп қилинди, 2 танка, 1 айропилан атар орни вә 1 оқ – дора искилати пачақлап ташланди» дегәнләрни қәйт қилди.

дүшәнбә күнидики һуҗумға шу вақитниң өзидила инкас қайтурулуп сүрийә һакимийитиниң 100 дин артуқ әскири бир тәрәп қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر