террорчилар азәздә пуқраларға һуҗум қилди

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г/ п к к әзалири сүрийәниң азәз наһийәсидә пуқраларға һуҗум қилип, 2 кишиниң җениға замин болди.

1312088
террорчилар азәздә пуқраларға һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи азәздики террорлуқ һуҗумлириға алақидар байанатида, й п г/п к к террорчилириниң фират қалқини һәрикити районида бигунаһ пуқраларға һуҗум қилғанлиқини билдүрди.

түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, «инсанийәтниң дүшмини террорлуқ тәшкилати й п г/ п к к бу қетим фират қалқини һәрикити райониға тәвә азәз наһийәсидә турушлуқ бигунаһ пуқраларни һуҗум нишани қилди. шәһәр мәркизидики аптобус бекити алдида аптомобил бомба билән террорлуқ һуҗуми елип берип, 2 пуқраниң җениға замин йолди. аз дегәндиму 3 пуқра йаридар болди. йаридарларниң әһвали еғир» дейилди.

парлатлаш сәвәбидин бекәт әтрапиму мадди зийанға учриди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر