«даешниң адәм бомба ишлири мәсули қолға чүшти»

ички ишлар министири сулайман сойлу террорлуқ тәшкилати даешниң адәм бомба ишлири мәсулиниң сүрийәниң әзиз шәһиридә тутулғанлиқини ейтти.

1310717
«даешниң адәм бомба ишлири мәсули қолға чүшти»

түркийә авази радийоси хәвири: сойлу бу һәқтә елан қилған байанатида мундақ дейилди: «террорлуқ тәшкилати даешниң <әбу җиһад әддин насир убәйдә> тәхәллуслуқ каттибеши  йүсүф һуба  сүрийәниң әзиз шәһиридә  дөләт хәвпсизлик күчлиримиз тәрипидин қолға чүшүрүлди, у даеш ичидә тәсири күчлүк бири болуп, тәшкилатниң аптомобил бомба ишлириға мәсул иди, пүткүл дунйадики әзалирини тор арқилиқ адәм бомба паалийәтлирини қандақ елип бериш тоғрулуқ тәрбийәләйтти. русийәдә 2018 – йилқи аптомобил бомба һуҗумини елип барған, германийәниң һамбург шәһиридики сода сарийиға һуҗум қилишни пиланлиған, пүткүл дунйадики паалийәтчилирини аптомобил бомба тәййарлаш, өзини қошуп партлитиш, зәһәрлик суйиқәст ишлитиш мәсилисидә тәрбийәләйдиғанму мушу террорчи иди. у һазир сүрийәдә сорақ қилиниватиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر