сабиқ иштаб башлиқи йашар бүйүканит вапат болди
түркийә армийәсиниң 25-нөвәтлик сабиқ иштаб башлиқи пенсийонир йашар бүйүканит вапат болди.
1309856
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәсиниң сабиқ иштаб башлиқи пенсийонир йашар бүйүканит бүгүн (21-нойабир) узундин буйан давамлишиватқан кесәллик сәвәбидин 79 йешида давалиниватқан дохтурханида вапат болди.
униң айали филиз бүйүкант төт күн бурун вапат болған иди. у кесәллики сәвәбидин айалиниң мейит намизиға қатнишалмиған иди.