«23 – апрел миллий игилик һоқуқ вә балилар байрими» қизғин тәбрикләнмәктә

«23 – апрел миллий игилик һоқуқ вә балилар байрими» билән түркийә бүйүк милләт мәҗлиси ечилғанлиқиниң 99 - йиллиқи түркийәниң һәрқайси җайлирида тәнтәнилик һалда тәбрикләнмәктә.

1188355
«23 – апрел миллий игилик һоқуқ вә балилар байрими» қизғин тәбрикләнмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: «23 – апрел миллий игилик һоқуқ вә балилар байрими» вә түркийә бүйүк милләт мәҗлиси ечилғанлиқиниң 99 – йиллиқини тәбрикләш мурасимлириниң тунҗи адреси ататүрк хатирә сарийи иди.

маарип ишлири министири зийа сәлчуқ башчилиқидики һәйәт ататүрк хатирә сарийини зийарәт қилди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанму бүгүн маарип ишлири министири зийа сәлчуқ вә униң һәмраһлиқидики өсмүрләрдин тәшкил тапқан һәйәтни қобул қилиду, арқидин җумһур рәислик сарийи йиғин вә мәдәнийәт мәркизидә, т р т «23 – апрел миллий игилик һоқуқ вә балилар байрими» паалийитигә қатнишиду.

йәнә бир тәрәптин, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси қурулғанлиқиниң 99 – йиллиқи вә «23 – апрел миллий игилик һоқуқ вә балилар байрими» мунасивити билән байанат елан қилди.

парламент башлиқи шәнтоп байанатида мундақ деди: «түркийә пәқәт охшимиған алаһидиликләрни тоқунушниң баһаниси әмәс, әксичә, маддий вә мәниви байлиқ мәнбәси дәп қариғандила, андин тәрәққийатниң әң йүксәк сәвийәсигә йетәләйду. бу нишанға йетиш үчүн, алди билән өсмүрләр вә йашларни маддий вә мәниви қиммәт өлчәмлири билән қоралландурушқа тоғра келиду.»

мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министири мәһмәт нури әрсой «23 – апрел миллий игилик һоқуқ вә балилар байрими» мунасивити билән елан қилған байанатида, мундақ деди: «буниңдин 99 йил муқәддәм бүгүнки күндә, әзиз хәлқимиз өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқиниң пәқәт өзигила тәәллуқ икәнликини пүткүл җаһанға елан қилғаниди. бу арқилиқ 23 – апрел күнини, миллий байлиқимизниң әң қиммәтлик вә әң шан – шәрәплик хатирә күнлиридин бири сүпитидә мәдәнийәт тарихи сәһипилиридин  мәңгүлүк орун алдурғаниди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر