«түркийә өз күчигә тайинип қәд көтүрүп, пүткүл дунйаниң һөрмитигә еришти»

җумһур рәис әрдоған түркийәниң өз күчигә тайинип қудрәт тепип, бихәтәрликини қоғдаш йолида чегра һалқиған һәрбий һәрикәтләрни елип бериштин сирт йәнә, инсаний җәһәттики пиринсипчанлиқи биләнму пүткүл дунйаниң иззәт – һөрмитигә еришкәнликини ейтти.

1072077
«түркийә өз күчигә тайинип қәд көтүрүп, пүткүл дунйаниң һөрмитигә еришти»

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған измирда, «доққузинчи сентәбир университети» ниң академийәлик йили ечилиш мурасимида қилған сөзидә, сүрийәдики ички уруш тоғрулуқ тохтилип мундақ деди: «һәммә кари болмайватқан вә йүз өриватқан сүрийәдә үмидләр техичә йоқалмиған болса, буниңдики әң чоң үлүш түркийәгә аиттур. африндиму, җәраблустиму шундақ. биз болмиған болсақ, бәлки бу районлардики инсанлар аллиқачан террорчиларниң қурбаниға айлинип кәткән болатти. »

терроризмға қарши күрәштә наһайити зор мувәппәқийәтләрниң қолға кәлтүрүлүватқанлиқини әскәрткән җумһур рәис әрдоған, мундақ дәп көрсәтти: «нөвәттә ирақтин сүрийәгичә, йавропадин оттура асийағичә дунйаниң һәрқайси болуң пучқақлирида террорчиларға күндилик һайатни зинданға айландуруватимиз, дәрвәқә, уларниң увилирини битчит қилип, адәм болғиниға җақ тойғузуватимиз.»

нутиқида, бәзи күчләрниң « перевот нисбити» ниң васитиси арқилиқ түркийәгә иқтисадий җәһәттин зийан йәткүзүшкә урунуватқанлиқини әскәрткән әрдоған, мундақ дәп көрсәтти: «йеқинқи күнләрдә бәзи күчләр, < перевот нисбити> бираз өрләп кәтти, буниңға әгишип, өсүм нисбитинидиму өрләш көрүлди, пул пахаллиқдиму һәрикәтлиниш байқалди, дәп түркийәни иқтисадий җәһәттин зийанға учритиш үчүн дәрһал һәрикәткә өтти. әмма биз буниңға қилчә писәнт қилмай, қәтий ирадә билән улуғвар нишанлиримизни бойлап, тегишлик тәдбирләрни алдуқ, бу арқилиқ өз йолимизни давамлаштурдуқ. нөвәттә <қизил рәқәм> ни йоқитиш үчүн тәдриҗий қәдәм ташлаватимиз. пул пахаллиқиға қарши  күрәшни кәң қанат йайдуруп, қәтий ирадә билән алға илгириләватқанлиқимизни көрүп, астиртин пурсәт күтүватқанларниң хам хийаллириму һәрдаимқиға охшашла суға чилашти, шуниң билән, улар мурадиға йетәлмәй оңушсизлиққа учриди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر