әрдоған нйу йоркта абе вә руһаний қатарлиқ рәһбәрләр билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, иран пирезиденти һәсән руһани вә йапонийә баш министири шинзо аби билән көрүшти.

1055960
әрдоған нйу йоркта абе вә руһаний қатарлиқ рәһбәрләр билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, б д т омумий кеңишиниң 73 – нөвәтлик башлиқлар йиғиниға иштирак қилиш үчүн барған америкиниң нйу йорк шәһиридә, биринчи болуп йапонийә баш министири шинзо абини қобул қилди؛ учришишта әрдоғанға ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, дөләт мудапиә министири хулуси ақар, сәһийә министири фаһрәттин коҗа вә санаәт вә технологийә ишлири министири мустафа варанк һәмраһ болди.

әрдоған арқидин иран пирезиденти һәсән руһани билән көрүшти؛ бу учришишта әрдоғанға ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, хәзинә вә малийә ишлири министири бәрат албайрақ вә миллий истихбарат тәшкилати башлиқи һақан фидан һәмраһ болди.

әрдоған йәнә, дунйа иқтисад мунбириниң қурғучиси вә башлиқи клаус шваб, шималий қибрис түрк җумһурийити ташқи ишлар министири қудрәт өзәрсай вә белгийә баш министири чарлес майкел қатарлиқлар биләнму йепиқ учришиш өткүзди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر