әрдоған күрәш сигналини бәрди

дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған американиң сәтчиликкә толған ембарго қараридики ойунини көргәнликлирини әскәртти вә күрәш қилиш сигналини бәрди.

1031005
әрдоған күрәш сигналини бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған трабзондин фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати вә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к  ға четишлиқ болған америкалиқ поп һәққидики қануний җәрйанни ичигә сиңдүрәлмигән америкаға сигнал бәрди.

у: «террорлуқ тәшкилатлири билән четишлиқи болған бир поп үчүн 81 милйон нопуслуқ түркийәни қурбанлиқ қилишқа урунуватисән, немә қилишқа тегишлик болса, қанун дөлити болуш сүпитимиз билән шуни қилимиз. буйруқ чүшүрүш билән түркийәни бойсундуралмайсиләр, 81 милйон нопуслуқ бир дөләт билән болған истратегийәлик шерикчиликни террорлуқ тәшкилатлири билән болған шерикчилик үчүн қурбанлиқ қилғанларға хәйри-хош дәймиз» деди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған иҗтимаий тәшкилатлар вә сода-саәтчиләр дунйасиниң вәкиллири билән көрүшти вә доллар арқилиқ қилиниватқан һуҗумға қарши миллий ирадини намайан қилишқа чақирди.

у террорлуққа қарши күрәш тоғрисидиму тохтилип: «түркийәдиму, сүрийәдиму террорлуққа рухсәт қилмаймиз» деди.

у ташқи күчләрниң түркийәниң җәнубий чегралирида террорлуқ каридори пәйда қилалмайдиғанлиқини тәкитлиди



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر