әрдоған йәрлик ток аптомобилниң ишләпчиқирилидиған вақти тоғрулуқ мәлумат бәрди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған йәрлик ток аптомобилниң 2021 – йили ишләпчиқирилишқа башлинидиғанлиқини, буниң миллий ишләпчиқириш омумий қиммитигә 50 милйард йавролуқ һәссә қошидиғанлиқини билдүрди.

991951
әрдоған йәрлик ток аптомобилниң ишләпчиқирилидиған вақти тоғрулуқ мәлумат бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «йәрлик аптомобил ишләпчиқирилишқа башлиниши билән тәң түркийәниң иқтисадий тәрәққийатиму тез сүрәттә йәниму йүксәк сәвийәгә йетиду, 100 гә йеқин саһә тәрәққий қилиду, учур – алақә, йумшақ детал вә дигитал технологийәлири тәрәққий қилдурулиду, нефиткә беқинди болуп қелиш азийиду, әқиллиқ аптомобил һәйдәш системилири арқилиқ кәлгүсиниң технологийәлири әкс әттүрилиду.»

җумһур рәис әрдоғанниң аптомобил санаити експортиға алақидар мәлуматлириға асасланғанда, 2002 – йили 4.8 милйард доллар болған експорт 6 һәссә ешип, 2017 – йили 28.5 милйард долларға йәткән, аптомобил санаити 2002 – йили 347 миң аптомобил ишләпчиқарған болуп, 2017 – йили 1 милйон 696 миң аптомобил ишләпчиқарған, шуниң билән, аптомобил ишләпчиқириш нисбити 4.8 һәссә ашқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر