столтенберг т р т ниң алаһидә меһмини болди

нато баш катипи столтенберг түркийәниң йоллуқ хәвпсизлик әндишәлирини көздә тутқан һалда һәрикәт қилишиниң нормал икәнликини ейтти.

952745
столтенберг т р т ниң алаһидә меһмини болди

түркийә авази радийоси хәвири: баш катип столтенберг түркийә радийо-телевизийә идариси (т р т) ниң алаһидә меһмини болди. у әнқәрәдики учришишлири даирәсидә, т р т хәлқара хәвәрләр мудири әһмәт гөрмәзниң соаллириға җаваб бәрди.

у сүрийәниң африн районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к|п й д-й п г вә даеш террористлириға қарши қилинған күрәш тоғрисида тохталди. у мундақ деди:

«сүрийә билән ирақта актип болған гуруппилар бар, түркийә наһайити көп террорлуқ һуҗумлириға учриди. охшаш вақитта йәнә, сүрийәдики районлар тоғрисида түркийә билән көрүшүшни чақириқ қилимән. сүрийәниң шималидики вәзийәт наһайити мурәккәп вә мәсилиләр билән толған.»

нато баш катипи сүрийәниң шималиға мунасивәтлик әнқәрә-вашингтон линйәсидики дийалог тоғрисида тохталди. у: «нато иттипақдиши болған түркийәниң даешниң зийанкәшликигә учриғанлиқини билимиз. түркийә милйонларчә мусапирларға ишикини ачти, әлвәттә бу, түркийәниң хәвпсизлик әндишәлириниң күчийишигә сәвәб болди» деди.

у шәнбә (14-апрел) сәһәрдә америка, фирансийә вә әнглийәниң сүрийәдики һәрбий һәрикити тоғрисидиму тохтилип: «бәшшар әсәд һакимийити үчүн керәк иди, чәклик даирәдики һәрбий һәрикәт үчүн бу қәдәм ташлиниши керәк иди» деди.

у йәнә мундақ деди:

«бу қетимлиқ зәрбә химийәлик қоралларниң һәммисини йоқатмиди. бирақ, қилишқа тегишлик иди. чүнки бу һәрикәтләр сүрийәниң химийәлик қорал миқдарини азайтиду. охишаш вақитта йәнә, наһайити муһим вә күчлүк сигнал бәргән болди.»

нато баш катипи столтенберг сүрийә мәсилисиниң һәрбий йол билән әмәс, бәлки сийасий йол билән һәл қилиниш мумкинчиликигә ишинидиғанлиқини әскәртти.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر