пүткүл дунйа түркийәни һәйранлиқ илкидә көзәтмәктә

пүткүл дунйа түркийәниң йәрлик қорал – йарағлирини һәйранлиқ илкидә көзәтмәктә.

935451
пүткүл дунйа түркийәни һәйранлиқ илкидә көзәтмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә заманиви урушниң қийапитини өзгәртиш иқтидариға игә болған өзиниң қораллиқ учқучисиз һава аппаратлирини ишләпчиқарди. тунҗи қетим қатнаштурулған һәрбий һәрикәттин башлапла наһайити зор мувәппәқийәтләрниң қолға кәлтүрүлүшидә муһим рол ойнаватқан қораллиқ учқучисиз һава аппаратлири бирдинла пүткүл дунйаниң диққитини тартти.

чегра һалқиған һәрбий һәрикәтләр билән бирликтә түркийә армийәсиниң  мувәппәқийәт үстигә мувәппәқийәт қазинишиға наһайити зор төһпиләрни қошуп келиватқан йәрлик қораллиқ учқучисиз һава аппаратлири үчүн експорт қилиш йоли ечилди. байқар гуруһи билән қатар армийәси оттурисида имзаланған келишим даирисидә 1 йил ичидә 6 данә « Bayraktar TB2 » типлиқ қораллиқ учқучисиз һава аппарати, 3 данә мәркизий контрол қилиш истансиси системиси вә үскүнлири, учқучисиз һава аппарати учуш симулйатори қатарлиқлар қатарға тапшуруп берилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر