түркийә нато ға «зәйтун шехи» һәрбий һәрикити һәққидә мәлумат бәрди

түркийә сүрийәниң африн районида давамлишиватқан «зәйтун шехи» һәрбий һәрикити тоғрулуқ шималий атлантик әһди тәшкилатиға мәлумат бәрди.

906526
түркийә нато ға «зәйтун шехи» һәрбий һәрикити һәққидә мәлумат бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: сәйшәнбә күни белгийәниң пайтәхти бирйусселда чақирилған шималий атлантик әһди тәшкилати пәвқуладдә йиғиниға түркийәгә вакалитән түркийәниң нато да турушлуқ даимий вәкили баш әлчи фатиһ җәйлан, ташқи ишлар министирлиқи муавин мәслиһәтчилири вә биригада генерали дәриҗилик бир һәрбий һәйәт қатнашти.

нато мәнбәлириниң билдүрүшичә, һәйәт йиғинда, түркийә армийәсиниң сүрийәниң африн районида п к к / к җ к / п й д – й п г вә даеш террорчилирини бир тәрәп қилиш, п к к/к җ к/ п й д – й п г вә даеш террорчилирини йоқитиш, дост вә қериндаш район хәлқини бесим, зулум вә зораванлиқтин қутқузуш мәқситидә елип бериливатқан «зәйтун шехи» һәрбий һәрикити вә қериндаш район хәлқини бесим вә зулум – ситәмдин қутулдуруш мәқситидә 20 – йанвар күни қозғиған «зәйтун шехи» һәрбий һәрикитиниң мувәппәқийәтлик һалда давамлишиватқанлиқини билдүргән.

һәрбий һәрикәтниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати әһдинамисиниң 51 – маддиси вә хәлқара қанунға уйғун һалда давамлишиватқанлиқини, һәрбий һәрикәтниң пәқәт террорчиларни бир тәрәп қилишнила нишан қилидиғанлиқини, мусапирлар еқининиң оттуриға чиқишиниң алдини елиш үчүн һәр җәһәттин тәдбирләрниң елинғанлиқини әскәрткән һәйәт, әнқәрәниң сүрийәниң земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилидиғанлиқи вә бу мәсилигә интайин әһмийәт беридиғанлиқини, һәрбий һәрикәтниң тәһдит йоқалғанға қәдәр давамлишидиғанлиқини тәкитлигән.

түркийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатидики иттипақдашлири болса түркийәни қоллап келиватқанлиқлирини, буниңдин кейинму шундақ қилидиғанлиқлирини әскәртиш билән бир вақитта, районға инсанпәрвәрлик йардәм буйумлириниң йәткүзүлүши мәсилисигә сәзгүр муамилә қилишниң зөрүрлүкини тәкитләшкән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر