әрдоған билән мирзийайев қошма мухбирларни көтүвелиш өткүзди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болған өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийайев билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

834470
әрдоған билән мирзийайев қошма мухбирларни көтүвелиш өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түркийә һава йоллири ширкити айропиланлириниң 16 – марттин башлап истанбул – сәмәрқәнт арисида биваситә қатнашқа башлайдиғанлиқини билдүрүп, «шуниң билән, икки қериндаш хәлқ бир – бири билән техиму қойуқ арилишиш пурситигә еришиду» деди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болған өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийайев билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийайевниң түркийәдә зийарәттә болғанлиқидин хушаллиқ һес қилғанлиқини билдүргән әрдоған, бу зийарәтниң әһмийитиниң аридин 20 йил өткәндин кейинки пирезидент дәриҗилик тунҗи зийарәт болуши икәнликини тәкитләп өтти. у, мирзийайев билән өткүзгән айрим вә һәйәтләр ара учришишларниң интайин үнүмлүк болғанлиқини әскәртип, иқтисадтин мудапиә санаитигичә, сәһийәдин йеза – игиликкичә, маариптин мәдәнийәткичә наһайити көп саһәләрдики һәмкарлиқ имканийәтлири үстидә пикир алмаштурғанлиқлирини қәйт қилди.

өзбекистанниң оттура асийада 31 йерим милйон нопуси, наһайити мол йәр асти – йәр үсти байлиқлири билән һәр җәһәттин истратегийәлик әһмийәткә игә бир дөләт икәнликини тилға алған әрдоған, дунйаниң әң чоң йәттинчи тәбиий газ, төтинчи уран, алтинчи пахта ишләпчиқарғучиси вә иккинчи чоң пахта експорт қилғучиси икәнликигә ишарәт қилип өтти вә әһвалниң мушундақ болушиға қаримай, иқтисадий вә сода – тиҗарәт мунасивәтлириниң көңүлдикидәк әмәсликини әскәртти.

икки дөләт сода һәҗиминиң 2016 – йилида 1 милйард 200 милйон доллар әтрапида болғанлиқини хатирилитип өткән әрдоған, бу йилниң дәсләпки 8 ейида болса, 900 милйон доллардин ашқанлиқи тоғрисидики учурларни ортақлашти.

җумһур рәис әрдоған, түркийәниң қурулуш һөддигәрлики саһәсидә дунйада икки рәттин орун еливатқанлиқиға ишарәт қилған һалда, «бу саһәдики тәҗрибилиримизни өзбекистан билән ортақлишишни нишан қилмақтимиз. әтә истанбулда өткүзүлидиған <түркийә – өзбекистан сода – иқтисад мунбири> ниңму һәр җәһәттин утуқлуқ вә бәрикәтлик болидиғанлиқиға ишинимән» дегәнләрни қәйт қилди.

учришишта музакирә қилинған әң муһим темиларниң бириниң мәдәнийәт вә сайаһәт болғанлиқини билдүргән әрдоған сөзлирини давамлаштуруп, «болупму сайаһәтчилик җәһәттә әлвәттә ташкәнт – сәмәрқәнт – бухара қатарлиқ җайлар бизгә нисбәтән наһайити муһим һесаблиниду. өзбекистан бу мәдәнийәт шәһәрлиригә саһибханлиқ қилмақта. бу қәдимий шәһәрләр йалғуз дөлитимиздила әмәс, пүткүл түрк дунйасида, ислам дунйасидиму йуқири орунға игә. сайаһәтчилик саһәсидики ортақ пиланлиримизни иншааллаһ ройапқа чиқиримиз. һәтта қиммәтлик қериндишимниң маңа дегинидәк, у йәрдә чана сайаһәтчиликигә алақидар чоң бир қурулушни иншааллаһ түрк қурулуш һөддигәрлири сайисида ишқа ашуримиз. бу йәрдә йәнә бир хушхәвәрни беришни халаймән, түркийә һава йоллири ширкити иншааллаһ 16 – мартта истанбулдин сәмәрқәнткә қатнаш башлайду. шуниң билән, икки қериндаш хәлқ бир – бири билән техиму қойуқ арилишиш пурситигә еришиду» деди.

икки рәһбәрниң қошма мухбирларни күтүвелиш йиғинидин илгири, түркийә билән өзбекистан арисида һәр хил саһәләр бойичә 20 түрлүк келишим имзаланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر