чәлик: германийә ишләткән ибариниң дипломатик мәнисини йахши билимиз

йавропа иттипақи ишлири министири вә баш музакиричи өмәр чәлик германийә баш министири ангела меркелниң таможна иттипақи тоғрисидики сөзлиригә баһа бәрди.

791811
чәлик: германийә ишләткән ибариниң дипломатик мәнисини йахши билимиз

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи ишлири министири вә баш музакиричи өмәр чәлик германийә баш министири ангела меркелниң таможна иттипақи тоғрисидики сөзлиригә баһа берип, «бу әпсуслинарлиқ бир байанат. шуни тәкитләш керәкки, һәрқандақ бир йавропа иттипақи дөлити йавропа иттипақи органлириға, йавропа иттипақи мусаписигә йолйоруқ бәрмәслики лазим» деди.

чәлик, әнқәрәдә дөләт ишлири зийаритидә болуватқан әнглийәниң йавропа иттипақи вә америка ишлириға мәсул дөләт министири алан дункан билән көрүшти.

министир өмәр чәлик, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати / параллел дөләт қурулмисиниң әзаси қачқун адил өксүзниң германийәдә көрүлгәнлики тоғрисидики хәвәрләр тоғрисида тохтилип, «адил өксүз мәсилиси наһайити ениқ. биз германийә билән бир дост дөләтмиз, иттипақдашмиз. тарихий чоңқурлуққа игә мунасивәтлиримиз, (шуңа) тарихий чоңқурлуққа вә нөвәттики һәмкарлиқниң роһиға уйғун позитсийәдә болуши күтмәктимиз. һечбир достимиз бир қатилни қойниға алмайду» дегәнләрни қәйт қилди.

министир өмәр чәлик сөзини давамлаштуруп, «(германийә) һөкүмитигә вакалитән бир байанатчидин <адил өксүз германийәдиму?> дәп соралди. у, <мән буни җәзмләштүрәлмәймән, инкарму қилалмаймән> дәп җаваб бәрди. буниң дипломатийәдә қандақ мәнини ипадиләйдиғанлиқини билимиз. һечбир демократик дөләт, һечбир қанунлуқ дөләт бир террорчини қойниға алмайду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر