әрдоған «бир бәлбағ, бир йол» йиғининиң ечилишида сөз қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, йеңи йипәк йолиниң террорлуқни йәр билән йәксан қилидиған бир қурулуш икәнликини ейтти.

731713
әрдоған «бир бәлбағ, бир йол» йиғининиң ечилишида сөз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған бейҗиң олимпик мәркизидики хитай хәлқ қурултай залида өткүзүлгән «бир бәлбағ, бир йол йиғини» ниң ечилишида сөз қилип, «йеңи йипәк йоли, дәпму атиливатқан бу лайиһәниң асийа, йавропа, африқа һәтта җәнубий америкини бир – биригә туташтуруш нишани билән келәчәктә муһим орунға өтидиғанлиқиға ишинимән» деди.

җумһур рәис әрдоған, бир бәлбағ бир йол бесип өтидиған дөләтләрниң үстқурулма пиланлири вә техникилиқ өлчәмлириниң йуқири көтүрүлүшиниң қитәләр ара өлчәмдә болупму қуруқлуқ, деңиз вә һава йоли каридорлириниң тәрәққий қилдурулушиға һәссә қошидиғанлиқини әскәртти.

бу пиланниң утуққа еришишиниң у бесип өтидиған әлләрниң содини қолайлаштурушиға, таможна саһәсидә һәмкарлиқ орнитишиға, тосуқларниң елип ташлинип, мәбләғ селишқа чақиришлириға бағлиқ икәнликигә ишарәт қилған әрдоған, йипәк йоли фонди билән бирликтә, бу қурулуш бесип өтидиған әлләрниң миллий фондилирини һәрикәткә өткүзүшиниң лайиһәниң малийә җәһәттики маслишишчанлиқини чоңқурлаштуридиғанлиқини ейтти.

у, һөкүмәтләр ара һәмкарлиқ орнитишни тәшвиқ қилишиниң сийасий саһәдә күчлүк һәмкарлиқ муһитиниң бәрпа болушиға имканийәт йаритип беридиғанлиқини тилға елип өтти.

охшашла сайаһәт, пән – техника вә медийа саһәлиридиму кәң даирилик мәдәнийәт һәмкарлиқи орнитишниң؛ оқуғучи вә хизмәтчи алмаштурушниң омумлаштурулушиниң нишан йетишкә хизмәт қилидиғанлиқини тәкитлигән әрдоған, «дунйа миқйасидики 60 тин артуқ дөләтни өз ичигә алидиған йеңи йипәк йоли лайиһәси 40 милйон кивадрат километир саһә вә дунйаниң 4 йерим милйард нопусиға вәкиллик қилидиған наһайити муһим бир лайиһә. икки тәрәп, көп тәрәп вә район характерлик мунасивәтләрдин пайдилинидиған бу лайиһәниң өзара пайда йәткүзүш тонуши сайисида ишқа ашурулуши наһайити муһим орунда туриду» деди.

әрдоған түркийәниң қурғучи әзалириниң бири болған асийа үстқурулмиға мәбләғ селиш банкисида 2 милйард 600 милйон доллар сәрмайә пейи вә %2.48 лик аваз һәққи билән орун алғанлиқини тәкитлигән һалда, «мәқситимиз һәммимиз моһтаҗ болуватқан тәрәққийат пиланлирини ишқа ашуруш үчүн, ортақ малийә механизмлирини ройапқа чиқириштур» дегәнләрни қәйт қилди.

у йәнә, баку – тифлис – қарс төмүр йоли қурулушиниң бир ай ичидә хизмәткә кириштүрүлуши билән оттура каридорниң муһим бир қанитиниң пүткән болидиғанлиқини әскәртти.

таможнилар ара һәмкарлиқни күчәйтишни нишан қилип оттуриға қойған «карвансарай лайиһәси» ниң сода вә хизмәтләрниң сүритини ашурушни капаләткә игә қилидиғанлиқини билдүргән әрдоған, «асийа билән йавропани бир – биригә туташтурған мармарай, 2016 – йили 26 – авғустта хизмәткә кириштүрүлгән йавуз султан сәлим көврүки, 2016 – йили 20 – декабирда ечилған йавро-асийа тонели билән истанбулда қурулуши давамлишиватқан йеңи айродурум вә қурулуши башланған чанаққәлә көврүки, лайиһәниң қатнаш үстқурулмиси нуқтисидин наһайити муһим һесаблинидиған башқа қәдәмләрдур» дегәнләрни қәйт қилди.

җумһур рәис әрдоған бейҗиңда хитай дөләт рәиси ши җинпиң, б д т  баш катипи антонио гутеррес, өзбекистан пирезиденти шәвкәт мерзийайев, сербийә пирезиденти александер вуҗиҗ вә полша баш министири беата сзйдло қатарлиқлар билән көрүшти. учришишларда икки дөләт мунасивәтлири вә хәлқараға алақидар мәсилиләр муһакимә қилинди.

бу җәрйанда җумһур рәис әрдоған бейҗиңда русийә пирезиденти виладимир путин биләнму қисқинә сөһбәтләшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر